Тест тапшуруқлири
  - Һаятлиқ һәр тәрәплимә тәтқиқ қилидиған тәбиәтшунаслиқ пәнлириниң комплекслиқ бир саһаси: 
 а) ботаника
  ә) биология  
  б) зоология  
  - Әтрап муһит билән жанлиқ организмлар арисида һемишәм мадда вә энергия алмишиш жәрияни қанадақ дәп атайду: 
 а) метаболизм  
  ә) анаболизм  
  б) катаболизм
  
 
  -  Пластикилиқ яки ассимиляция жәриян дегинимиз: 
 а)катаболизм  
  ә) метаболизм  
  б) анаболизм  
  
 
  -  Қандақ чеқилиштуруш катаболизм дәп атилиду? 
 а) энергетикилиқ алмишиш яки диссимиляция  
  ә) пластикилиқ яки ассимиляция  
  б) метаболизм
  
 
  -  Ядросиз клеткани қандақ дәп атайду: 
 а) прокариот  
  ә) эукариот
  б) органоид  
  -  Ядролуқ клеткани қандақ дәп атайду: 
 а) прокариот  
  ә) эукариот
  б) органоид  
  
 
  -  Өсүмлүк клеткисиниң тәркивидә йешил пигмент бар йоған органоидни ата: 
 а) вакуоль
  ә) хромопласт
  б) хлоропласт
  
 
  -  Әң дәсләп «клетка» дегән терминни қолланған алим: 
 А) К. Линней
  Ә) Р. Гук
  Б) Ж. Ламарк
  9. Д.И.Ивановский қандақ әһмийти бар йеңилиқ ачти:
  а) вирусни
  ә) бактерия
  б) СПИДни
 
 
  -  Клетканиң тәркивигә һәр хил органикилиқ маддилар: 
 а) су вә минераллиқ тузлар
  ә) белоклар,углеводлар, яғлар
  б) белоклар
  
 
  - Клеткиниң энергетикилиқ станцияси: 
 а) рибосомы
  ә) митохондрия
  б) хлоропласты  
  
 
  - Қандақ чеқилиштуруш аутбридинг дәп атилиду 
 а) уруқдаш әмәс чеқилиштуруш
  ә) уруқдаш чеқилиштуруш
  б) түр ичидики чеқилишдуруш
  
 
  - Қандақ чеқилиштуруш инбридинг дәп атилиду 
 а) уруқдаш әмәс чеқилиштуруш
  ә) уруқдаш чеқилиштуруш
  б) түр ичидики чеқилишдуруш
  
 
  - Гетерозис қандақ һасидә? 
 а) чеқилиштурушниң ата-анисиға тәң болуши
  ә) чеқилиштурушниң ата-анисиға начар болуши
  б)чеқилиштурушниң ата-анисиға күчлүк болуши
  
 
  - Клетка нәзәрийәсиниң автори: 
 а) Д.Менделеев
  ә) К. Тимирязев
  б) Т.Шванн вә М. Шлейден
  
 
  - Барлиқ көп клеткилиқ вә бир клеткилиқ организмларниң: 
 а) қурулумлуқ түзүлмиси һәр хил
  ә) қурулумлуқ түзүлмиси умумән охшаш
  б) қурулумлуқ түзүлмиси йоқ
  
 
  -  Вируслар қандақ ағриқларни қоғайду? 
 а) анемия, гепетит, қизил
  ә) СПИД, гепатит, қизил, туму
  б) чечәк,қарғу үчәй,өпкә ағриғи
  
 
  - Суда еримайдиған маддиларни немә дәп атайду? 
 а) гидрофоблуқ
  ә) аморфлуқ
  б) гидрофильлиқ
  
 
  - Суда ерийдиған маддиларни немә дәп атайду? 
 а) гидрофоблуқ
  ә) аморфлуқ
  б) гидрофильлиқ
  
 
  - Клеткиниң 98% -ни мону элементлар тәшкил қилиду: 
 А) хлор; калий; магний; водород
  Ә) төмүр; углерод; азот; натрий
  Б) кислород; углерод; азот; водород
  
 
  -  Клеткиниң асасий энергитикилиқ элементи болуп һесаплинидиған мадда: 
 А) ДНК
  Ә) АТФ
  Б) РНК
  
 
  - Мурәккәп углеводларға ятидиғанлар: 
 А) глюкоза, манноза, крахмал
  Ә) глюкоза, фруктоза, целлюлоза
  Б) крахмал,гликоген,целлюлоза
  
 
  - Митоз дегинимиз- 
 А) жиңис клеткилириниң бөлүнүши
  Ә) соматикилиқ клеткилириниң бөлүнүши
  Б) түгүрчәклиниш жәрияни
  
 
  - Митозға қандақ фазилар ятиду? 
 А)интерфаза, анафаза,телофаза,зиготена
  Ә) интерфаза, метафаза, анафаза,телофаза
  Б) профаза,метафаза,анафаза,телофаза
  
 
  - Мейоз жәрияни вақтида: 
 А) жинсий клеткилардики хромосомилар сани икки һәссә азийиду
  Ә) жинсий клеткилардики хромосомилар сани икки һәссә көпийиду
  б) жинсий клеткилардикихромосомилар сани үч һәссә азийиду
  
 
  - Онтогенез дегән немә? 
 А) уруқ йопурмақларниң бир түри
  Ә) организларниң индивидуал тәрәққий етиши
  Б)гаметогенез
  
 
  - Эмбрионлуқ дәвир үч басқучтин ибарәт: 
 А) парчилиниш, гаструла,әзалар
  Ә) парчилиниш, гаструла,бластула
  Б) парчилиниш, гаструла,уруқ
  
 
  - Генетика илиминиң асасини салған тәтқиқатчи: 
 А) Дарвин
  Ә)Аристотель
  Б) Г. Мендель
  
 
  - Адәмниң ирсийәтлиқ вә өзгиришчанлиқ хусусийтини тәтқиқ қилидиған генетика пәниниң бир саһасини қандақ атайду: 
 А) генетика
  Ә) антропогенетика
  Б) гемофилия
  
 
  - Қандақ өзгиршчанлиқ ирсийәтлиниду? 
 А) модификациялиқ
  Ә) антропогенетикалиқ
  Б) мутациялиқ
  
 
  - Нәсилгә тартидиған өзгиришчанлиқтики гомологуқ қатарларда қанунини ачқан алим: 
 А) Ч.Дарвин
  Ә) Н.И Вавилов
  Б) И.И.Иванов
  
 
  - Һаятниң бир дәвирлири һава бошлуғида өтидиған организмларни қанадақ дәп атайду: 
 А) бентослар
  Ә) аутэкология
  Б) аэробинотлар
 
 
  - Бактериялар вә аддий организмларни ачқан алим: 
 А) Ф. Реди
  Ә) А.Левенгук
  Б) В.Гарвей
  
 
  - Витаминлар ечилған жил: 
 А) 1890ж
  Ә) 1880ж
  Б) 1990ж
  
 
  
 
  - Мәдәний өсүмлмүләрдин туридиған биоценозлар: 
 А) агроценоз
  Ә) биоценоз
  Б) биосфера
 
 
  - Йәр сәйярисиниң һава һәвити: 
 А) атмосфера
  Ә) литосфера
  Б) гидросфера
  
 
  - Йәр сәйярисиниң һаятлиқ аймиғи таралған қепи: 
 А) агроценоз
  Ә) атмосфера
  Б) биосфера
  
 
  - Йәр сәйярисиниң һаятлиқниң пәйда болуши, униң даийм өзгириши вә тәрәққий етиши дегинимиз немә? 
 А) биосфера эволюцияси
  Ә) биосферлиқ мониторинг
  Б) биосферниң биртуташлиғи
  
 
  - Сәйярилиқ экология дегинимиз? 
 А) пүткүл Йәр шариға мунасивәтлиқ экологиялиқ проблемилар
  Ә) Йәр сәйярисиниң һаятлиқниң пәйда болуши
  Б) Йәр сәйярисиниң һаятлиқ аймиғи таралған қепи
  
 
  - Экологиялиқ орун дегинимиз: 
 А) бир түр топиниң өзигила хас орни, мақанжайи
  Ә) биосфера эволюцияси
  Б) йәр сәйярисиниң һаятлиқ аймиғи
  
 
  
 
  
 
  
 
  
 
  
 
  
 
  
 
  
 
  
 
  
 
  
 
  
 
  
 
  
 
  
 
  Жавави:
  1-Ә, 2-А, 3-Б, 4-А, 5-А, 6-Ә, 7-Б, 8-Ә, 9-А, 10-Ә,11-Ә, 12-А, 13-Ә, 14-А, 15-Б, 16-Ә, 17-Ә, 18-А, 19-Б, 20-Б, 21-Ә, 22-Б, 23-А, 24-Б, 25-А, 26-Ә,
  27-А, 28-Б, 29-Б, 30-А, 31-Ә, 32-Б, 33-Ә, 34-Ә, 35-А, 36-А, 37-Б, 38-А, 39-А , 40-А;